• Шеирлар
  • 12 Тамыз, 2020

Салам - у тиләнгән бәхит-саадәт

Тохти Нәмитулла Қилсаң һәр күндила тәбәссүм, салам Йетиду асманға бешим иззәттин. Қилимән мәнму һәм әң шерин калам, Егилип йәргичә саңа һөрмәттин, Ташқачқа қәлбимдин алий еһтирам. Мән әмәс һәммигә қилисән шундақ, Һәрқачан яр саңа мошу пәзиләт, Бир ават базарсән хәлқим хоп-мошундақ. Сениңдин тапиду хошаллиқни қәвәт, Хулқуңға бағланғач ришти-иштияқ. Унтулмас сәндики мошу бир адәт, Бәлки у кәткәнду сиңип қениңға. Хушһалдин тилишип саңа қут-амәт, Издәр җәм болмақни дилдаш йениңға, Намайән болғачқа сәндә пәзиләт. Билимән, саламдин қиммитини мән, Саламдин яширип бариду диллар. Көрдүмғу саламниң һиммитини мән, Көнгәчкә әзәлдин саламға тиллар, Көрдүмғу саламниң һекмитини мән. Салам – у, болсиму аддийла бир сөз, Униңдин жүрәккә – жүрәк четилар. Саламдин чолпандәк чақнап кетәр көз, Саламдин шатлиққа – шатлиқ қетилар, У шунчә сехирлик, ейтилсиму түз... Бовайлар: – паһ дәйду иллиқ елишип, Момайлар: – ағзиңға қәнт балам, дәйду. Тәңтушлар бағриға алиду бесип, Кичикләр көңлиниң беғи гүлләйду, Саламдин су атти асманға йетип. Саламни үгәндим яшлиқ чеғимдин, Беримән һәр таңда һәтта қуяшқа. Инсаний борчумни ада қип дилдин – Һөрмәтләп хәлқимни алимән башқа, Кәмтарлиқ көрситип һәрбир ишимдин... Саламсиз өтмәйду бунда һәр саат, Саламдин көрүнәр аләмму гөзәл. Салам – у тиләнгән бәхит-саадәт, Бу йосун биз үчүн мизандур әвзәл... Һәр дилда кәң қанат яйсун бу адәт...

262 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы