• Спорт
  • 25 Ақпан, 2021

Ақ йол тиләймиз!

Мәшүр САСИҚОВ,
“Уйғур авази”

Бүгүн биз көплигән яшларни сағлам һаят тәризигә башлиған мәшиқләндүргүчиләр Сухраб Һашимҗанов билән Ринат Авакриевниң шагиртлири – ака-ука Илияс вә Ислам Җаһангировлар тоғрилиқ сөз қилмақчи. Ака-инилар Шәриқниң йәкму-йәк күрәш түрлиридин ушу-саньда вә кунг-фу билән шуғуллиниватқиниға көп  болмиди. Шундақ болсиму, улар устазлириниң ейтқиниға қулақ селип, тинмай үгиниши түпәйли бирмунчә утуқларни қолға кәлтүрүп үлгәрди. Мәсилән, йеқинда Алмута шәһиридә өткән шәһәрлик чемпионатта һәр иккиси рәқиплирини тиз пүктүрүп, І орунни йеңивалғанлиғи сөзүмизгә испат болғусидур.
Бу яш спортчиларниң тиришчанлиғини, қабилийитини байқиған устазлириниң ейтишичә, 12­ вә 13 яштики Илияс билән Ислам мәшиқлинишни бир күнму ташлимайдекән. Күрәшниң һәрхил һәрикәтлирини өзләштүрүштиму башқилардин убданла пәриқлинидиған охшайду. 
Әлвәттә, спортқа бала қандақла дәриҗидә иштияқ бағлимисун, униңға шараит болмиса бекар. Бу җәһәттин уларни бова-момилири вә ата-аниси дайим қоллап-қувәтләшни биринчи орунға қойған. Бова-момилири демәкчи, яш спортчилиримизниң бовиси, миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәри Җаһангәр Илиясов. Йәтмиштин алқиған шу акимиз велосипед билән анатиллиқ нәширлиримизни тарқитиштин ташқири, аилисидиму тәлим-тәрбийигә, нәврә-чәврилириниң сағлам һаят тәризигә йеқин болушиға алаһидә диққәт болиду. Һә, нәврилири Илияс билән Исламниң бүгүнки утуғи шуниң нәтиҗиси екәнлиги шүбһисиз.  
 

257 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы