• Спорт
  • 15 Сәуір, 2021

Келәчиги үмүтләндүриду

Йеқинда Түркияниң Анталия шәһиридә өсмүрләр арисида футболдин хәлиқара турнир болуп өтти. Униңға Россия, Түркия, Әзәрбәйҗан, Тунис, Өзбәкстан, Қирғизстан, Қазақстан, Ливиядин яш спортчилар қатнашти.

Мәшүр САСИҚОВ,
«Уйғур авази»

Асасән 2010 ­– 2011-жиллири туғулған өсмүрләр иштрак қилған турнир кәскин күрәш шараитида өтти десәк, хаталашмаймиз. Чүнки һәрбир дөләттин әң яхши, қабилийәтлик оюнчилардин тәркип тапқан талланма командилар бәс-бәскә чүшүп, өзлириниң немигә қабил екәнлигини көрситишкә тиришатти. Әлвәттә, һәрким ғалип чиқишни үмүт қилиду. Лекин бу – оюн. Униңда йеңилиш һәм йеңивелиш муқәррәр. Һә, бу қетим ғәлибә бизниң вәтәндашлиримизға – «Джейран» командисиға буйриған екән. 
Әнди әң хошал қиларлиғи, әйнә шу команда тәркивидә он яшлиқ Ибрагим Сәдирдинов исимлиқ қаракөзимиз ойниди. У һәқиқәтәнму командисиниң утуққа қол йәткүзүшигә көп күч чиқарди. Кичик болушиға қаримай, футболниң қир-сирини убдан үгәнгән Ибрагим мәзкүр турнирда өзиниң келәчигидин үмүт күткүзидиған өсмүрләрдин екәнлигини намайиш қилди. 
Өз новитидә, Ибрагим Сәдирдиновни сәмимий тәбрикләп, келәчәктә елимизни вә миллитимизни дунияға тонутидиған спортчилардин болуп йетилишигә тиләкдашлиқ билдүримиз. 

277 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы