• Спорт
  • 28 Сәуір, 2021

«Имранға амрақлиғим кәлди»

Мәшүр САСИҚОВ,
«Уйғур авази» 

 Пинчак-силат. Бу кейинки вақитларда елимиздә аммибаплиққа айланған спортниң түри. Йеқинда мошу спорт түри бойичә Чимкәнт шәһиридә Қазақстан чемпионати болуп өтти. Униңға җумһурийитимизниң Нур-Султан, Ақтөбә, Павлодар, Түркстан вилайити, Тараз, Алмута шәһири вә вилайәтлиридин спортчилар қатнашти.
Чемпионатқа Алмута вилайитидин мәшиқләндүргүчи Әркин Шаев рәһбәрлигидики «Қизил Туғ» спорт клубиниң 15 әзаси иштрак қилди. Улар бу йәрдин утуқсиз қайтмиди. Ениғирағи, 10 алтун, 4 күмүч вә 1 бронза медалиға егә болған яш спортчилар мәшиқләндүргүчисиниң әмгигини ишәшлик ақлиди. Әлвәттә, бу утуқ асанға тохтиғини йоқ. Тиришчанлиқ вә алға қойған мәхсәткә йетиш үчүн болған интилишлар өз нәтиҗисини бәрмәй қоймиди. Шагиртлириниң утуқ-муваппәқийәтлиридин пәхирләнгән Әркин Абләһәтоғли уларниң келәчигигә ишәнгән һалда мундақ дәйду: «Шагиртлиримниң һәммиси чемпион болиду, дәп ейталмаймән. Бирақ мошу қетим Чимкәнттә һүнәр көрсәткәнләргә қайил болғиним раст. Улар рәқиплириниң тактисини вә аҗиз җайлирини тез үгинип, өзлири рингқа чиққанда шуларни етиварға елиши түпәйли ғәлибә қазанди. Болупму, қазилар қизлиримизниң иш-һәрикитигә вә тәҗрибисигә қайил болғанлиғини очуқ ейтти».
Әркин Шаевниң йәнә бир хошаллиғи шуки, шагиртлириниң әң кичиги Имран Шерипидинов (сүрәттә) дәсләпки қетим өйидин босуға атлап, чемпионатқа қатнишиватқан болсиму, уму чемпион аталди. Униңдики спортқа дегән иштияқ билән нәччә мәртә жиқилсиму, йәнила дәст туридиған қайтмас ирадисини устази илгириму байқиған екән. Һә, у һәқиқий рәқиви билән йәкму-йәк чиққинида, бу қабилийитини очуқ намайиш қилған һалда, утуқни қолдин бәрмиди. Буниңдин пәхирләнгән устази: «Шу чағда Имранға амрақлиғим кәлди» дәйду.
Һәқиқәтәнму яш спортчи Имран Шерипидинов ака-һәдилири билән бирликтә өзи шуғуллиниватқан «Қизил Туғ» спорт клубиниң шәнини қоғдап қалди. Буниңдин униң ата-аниси билән устазиниң кәйпияти техиму көтирилип кәтти. 
 
 

271 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы