• Спорт
  • 25 Қаңтар, 2024

Тоғызқумалақ – спорт алгебриси

Мәлумки, кейинки вақитларда қазақ хәлқиниң миллий оюни – тоғызқумалақниң аммибаплиғи хелила ашти. Ривайәтләргә асаслансақ, бу оюнни санашни яхши көргән малчилар ойлап тепипту. Шуңлашқа уни «Чопанлар алгебриси» дәпму атайдекән. 

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Uiğur avazi»

 Тоғызқумалақ оюни мәхсус тахтида икки адәм арисида ойнилиду. Оюн тахтиси – 2 қазан, 18 көлчәк вә 162 қумлақтин ибарәт. Оюн җәриянида һәр оюнчиға бир қазан, тоққуз өй, тоққуз көлчәккә тоққуздин бөлүнгән сәксән бир қумлақ тегишлик. Оюнчилар новәт-новәт билән һәр көлчәктә бир талдин қумлақ қалдуруп, қалғинини қолиға елип, солдин оңға қаритип бир-бирдин таритип чиқиду. Оюн аяқлишишқа йеқинлашқансири һәр оюнчиниң көлчәклиридики қумлақ азийишқа башлайду. Қумлақ сани азийиши билән оюнчи меңиш имканийитидин айрилишқа башлайду. Әгәр оюн җәриянида бир оюнчи 82 қумлаққа егә болса, у йәңгән болуп, оюн тохтитилиду. Қисқиси, тоғызқумалақ көплигән математикилиқ усулларни қоллинишни тәләп қилидекән. 
Йеқинда Ишиктә шәһириниң 1-балилар вә өсмүрләр спорт мәктивидә тоғызқумалақ бойичә вилайәтлик чемпионат болуп өтти. Униңға Қонаев шәһири вә Алмута вилайитиниң йәттә наһийәсидин кәлгән 90 спортчи қатнашти. Алмута вилайитиниң тәнтәрбийә вә спорт башқармиси, Алмута вилайәтлик спортивлиқ-аммивий чарә-тәдбирләрни уюштуруш мәркизи һәм Әмгәкчиқазақ наһийәлик 1-балилар вә өсмүрләр спорт мәктивиниң уюштуруши билән өткән чемпионатта спортчилар швейцар системиси бойичә «классика», «рапид» вә «блиц» схемисида күч синашти. 
Чемпионатни 1-балилар вә өсмүрләр спорт мәктивиниң мудири Абай Сырғабаев ечип, елимиздә миллий оюнниң қәдир-қиммитини ашуридиған чарә-тәдбирниң сағлам һаят тәризини тәрғип қилиштики, спортчиларниң маһаритини ашуруштики вә аммивий спортниң тәрәққиятидики әһмийитини атап өтти. Алмута вилайәтлик Тоғызқумалақ федерациясиниң президенти Жарас Ниязбек оюн тарихи билән тонуштурди. 
– Тарихий мәлуматларға асаслансақ, тоғызқумалақ оюниниң тарихи 4000 жилни өз ичигә алиду. У қазақ даласидики әң таралған оюн болуп, уни аддий малчилар ойлап тапқан екән. Вақит өткәнсири, у хәлиқниң аммибап оюниға айлинипту. Җүмлидин қазақ хәлқиниң улуқ ақини Абай Қунанбаев күчлүк тоғызкумалақчи болуп, әтрапидики вә башқа қишлақлардин кәлгән меһманларни асанла йеңивалаттекән, – деди у өз сөзидә. 
Новәттики натиқ – чемпионатниң баш судьяси, тоғызқумалақ бойичә хәлиқара спорт маһири, ҚҖ әмгиги сиңгән мәшиқләндүргүчи Айнур Жақыпбаева чемпионат иштракчилириға утуқлар тилиди.
Шундақ қилип, бәш күн давамлашқан чемпионатниң йәкүни бойичә, классикилиқ тоғызқумалақта әрләр арисида Или наһийәсидин кәлгән Ернур Батыр І орун вә алтун медальға егә болди. Қонаевлиқ Нурғиса Ахмет – «күмүчкә», Қарасай наһийәсидин кәлгән Тажығали Ходжамуратов вә талғирлиқ Арсен Есентай «бронзиға» еришти. Аяллар арисида биринчиликни Җамбул наһийәсиниң спортчиси Инжу Хабанбай йеңивалди. Иккинчилик қарасайлиқ Айнур Молдахметованиң әнчисигә буйриди. Әнди Или наһийәлик Аружан Асылбекова билән Җамбул наһийәлик Назира Қуатжанқызы үчинчи орунни бөлүшти. Рапид бойичә әрләр арисида қонаевлиқ Олжас Олжатаев, аяллар арисида Җамбул наһийәлик Меруерт Хуатқызы топ ярди. Блиц оюнлирида әрләр арисида талғирлиқ Арсен Есентай, аяллар арисида қарисайлиқ Томирис Даулетбек йәңди.
Вилайәтлик чемпионатта ғалип чиққанлар Темиртав шәһиридә өтидиған Қазақстан Җумһурийитиниң чемпионатиға командилиқ йолланма алди. 

Әмгәкчиқазақ наһийәси, Алмута вилайити

87 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы