• «Дүгләк үстәл»
  • 29 Ақпан, 2024

Жигитбашлири баш қошти

Өткән пәйшәнбә күни җәнубий пайтәхтимиздики «Достлуқ өйидә» Алмута шәһәрлик жигитбашлири иттипақиниң уюштуруши билән «Жигитбашлириниң Йеңи Қазақстанни қуруштики роли: иҗтимаий-мәдәний муһитта жигитбашлири үчүн йеңи заманивий йөнилишләрни шәкилләшдүрүш» мавзусида «дүгләк үстәл» өтти. Униңға ҖУЭМ рәиси Долқунтай Абдухелил, Алмута шәһәрлик ҚХА кативатиниң рәһбири Назар Балғимбаев, Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Исақ Лохманов, шәһәрдики 8 наһийәдин 70кә йеқин жигитбашлири қатнашти. 

Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Uiğur avazi»

 Жиғинни киришмә сөз билән ачқан Алмута шәһәрлик жигитбашлири иттипақиниң рәиси Махмутҗан Мәңсүров мәзкүр баш қошушниң күн тәртиви вә мәхсәтлири һәққидә тәпсилий тохтилип өтти.
— Мениң мошу иттипаққа рәис болуп сайланғинимға алтә ай болди, — деди у. – Бүгүн мошу вақит ичидә әмәлгә ашурулған ишлар тоғрилиқ һесават беримиз һәм мошу жилға бәлгүлигән планлиримизни муһакимә қилимиз. Һәммиңларға мәлумки, бизниң иттипақ ҖУЭМ һәм Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи билән зич мунасивәттә ишләватиду. Бирликтә нурғун ишларни әмәлгә ашуруватимиз. Келәчәктиму мошундақ давамлишиду, дәп ойлаймән. 
 Андин сөз ҖУЭМ рәиси Долқунтай Абдухелилға берилди.
— Һәммиңларға мәлумки, һазир елимиздә Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң тәшәббуси билән кәңдаирилик ислаһатлар әмәлгә ашурулуватиду. Йеңи Қазақстаннниң тәрәққиятиниң йөнилишлири ениқ. Қазақстан охшаш полиэтникилиқ мәмликәттә милләтләрара разимәнлик, инақлиқ, течлиқ муһим роль ойнайду. Биз елимиздики барлиқ утуқларға әйнә шу қәдрийәтләр арқилиқ йетиватимиз. Буни сақлаш вә тәрәққий әткүзүш һәрбир гражданниң вәзиписи. Қазақстандики уйғурларму елимизниң ихтисадий, иҗтимаий, мәдәний тәрәққияти үчүн үлүш қошуп келиватиду. Бу йөнилиштә әмәлгә ашурулуватқан ишларда жигитбашлириниң атқуруватқан роли чоң. Улар миллий әнъәнилиримизни, мәдәнийитимиз вә сәнъитимизни, маарипимизни сақлап, тәрәққий әткүзүштә нурғун ишларни қиливатиду, — деди Долқунтай Абдухелил.
 Новәттә сөз Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Исақ Лохмановқа берилди.
— Жигитбашлириниң роли һәққидә йеңи жуқурида Долқунтай тәпсилий ейтип өтти, — деди у. — Әсирләр давамида келиватқан әнъәниләр бойичә жигитбашлирини жут-җамаәтчилик өзлири сайлайду. Йәни жут ичидики абройлуқ шәхсләр жигитбеши болиду. Мән жигитбешини сайлаш, уларни паалийити тоғрилиқ ейтмисамму, уни һәммиңлар яхши билисиләр. Әң муһими – сайланған адәмни тиңшап, уни қоллап-қувәтләш. Биз мошу қаидигә қәтъий риайә қилишимиз наһайити муһим. Шу вақиттила ишимиз қанун даирисидә вә әнъәнилиримизгә мувапиқ болиду. Һазир Алмута наһийәлиридә сайлам-һесават жиғинлири өтүватиду. Биз әйнә шу жиғинларда көпчилик тәрипидин сайланған жигитбашлирини етирап қилип, хәлиқниң тәләп-хаһишини һөрмәтлишимиз шәрт. 
— Уйғурлар Алмута шәһири вә Алмута вилайитидә сан җәһәттин көп милләтләрниң бири, — деди новәттә сөз алған Алмута шәһәрлик ҚХА кативатиниң рәһбири Назар Балғимбаев. – ҖУЭМ вә Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи Ассамблея тәркивидики әң паалийәтчан тәшкилатларниң биридур. Ассамблея уйғур хәлқиниң жигитбашлири институтини яхши билиду һәм дайим башқа милләтләргә үлгә сүпитидә тәвсийә қилиду. Бу йәрлик өзини-өзи башқурушниң нәтиҗидар услуби. Һәрқандақ мәсилини уйғурлар жигитбашлири арқилиқ һәл қилиду. Әнди бу ишларға яшларни көпләп җәлип қилишимиз лазим. Мана йеқинда Дөләт рәһбири яшлар форумда бу мәсилигә кәң тохталди. Қошумчә қилсам, ҖУЭМ йенидики ҚУЯБ рәиси Рустәм Хәйриев Алмута шәһәрлик ҚХА яшлар қанитиниң паалийитини жуқури дәриҗигә көтириватиду. Бизниң яшлар җумһурийәт даирисидә йетәкчи орунларда туриду. Һазир билимлик яшларни дөләт органлириға җәлип қилиш лазим. Уйғур яшлириму мошу җәриянлардин чәттә қалмаслиғи керәк. Жигитбашлири өз жутлиридики яшларни яхши билгәчкә, тәшвиқ қилса, убдан болатти. 
 Шуниңдин кейин Бостандық наһийәсиниң баш жигитбеши Карлин Мәхпиров «Жигитбеши институтиниң тарихи вә һазирқи заманда жигитбашлириниң уйғурларниң әнъәнилирини сақлап қелиштики роли» мавзусида доклад оқуди. У уйғурларда жигитбеши институтиниң шәкиллинишиниң тарихини, басқучлирини ениқ илмий фактлар билән тәкитләп, униң уйғур жәмийитидики ролиға тәпсилий тохталди.
— Мошундақ җәмийәтлик институт башқа милләтләрдә йоқ, — деди Карлин Нурдуноғли. — Һазирқи пәйттә жигитбашлириниң паалийити җәмийитимизниң нурғун саһалири билән зич бағлиқ. Миллий маарип, әдәбият, мәдәнийәт, мәтбуат вә башқиму саһалардики мәсилиләр мәлум дәриҗидә жигитбашлириниң ярдими билән һәл қилинмақта. Шуңлашқа бу ишниң җавапкәрлигиму жуқури. Йеңи дәвир йеңи тәләпләрни қоюватиду. Бу йәрдә әң муһими – өзара өмлүк, бирлик, иттипақлиқ. Жуқурида қәйт қилинғинидәк, һазир Алмутидики 8 наһийәдә жигитбашлириниң сайлам-һесават жиғинлири өтмәктә. Биз Бостандық наһийәсидә демократик асаста, әнъәнилиримизгә мувапиқ сайлам өткүзүп, ишларни башлидуқ. Жутумизниң мөтивәрлири, яшлири, ханим-қизлири бирлишип паалийәт жүргүзүватимиз. Бизниң паалийитимиз башқиларға үлгә болиду, дәп үмүт қилимән. Чүнки һәммимизгә өмлүк, бирлик һавадәк һаҗәт. 
 Әнди Жетису наһийәсиниң баш жигитбеши Рамиль Шәрипов жиғилғанларға Алмута шәһәрлик жигитбашлири иттипақиниң өткән алтә айда әмәлгә ашурған ишлири һәққидә толуқ һесават бәрди һәм 2024-жили әмәлгә ашурулидиған ишлар планини тонуштурди. Һесават жиғилғанлар тәрипидин қанаәтлинәрлик, дәп бир еғиздин баһаланди һәм мошу жилниң плани бойичә тәклипләр бәрди. Жиғин ахирида Алмута шәһәрлик жигитбашлири иттипақиниң рәиси Махмутҗан Мәңсүровниң мәзкүр тәшкилатниң башқармисиға әза сүпитидә Бостандық наһийәсиниң баш жигитбеши Карлин Мәхпировни вә Әвезов наһийәсиниң баш жигитбеши Алимҗан Разиевни қобул қилиш тоғрилиқ тәкливи йәкдиллиқ билән қоллап-қувәтләшкә егә болди. 

56 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы