• «Дүгләк үстәл»
  • 04 Сәуір, 2024

Язғучи-шаирларға роһий озуқ беғишлиди

Йеқинда Алмута шәһиридики Язғучилар өйидә бир топ иҗаткарлар Атыравда өткән Қазақстан Җумһурийити Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң Миллий Қурултайниң ІІІ мәҗлисидә ейтқанлири бойичә өз ой-пикирлири билән ортақлашти. «Дүгләк үстәлни» Қазақстан Язғучилар иттипақиниң рәиси Мереке Қулкенов ачти. 

Мәшүр САСИҚОВ,
«Uiğur avazi»

Дөләт рәһби­риниң Язғучилар иттипақиниң па­­али­йи­тини җанландуруп, уни һәртәрәплимә қоллап-қувәтләш тоғрилиқ ейтқанлири уларға роһий озуқ беридиғанлиғини тилға алған әдипләр Миллий Қурултайда йәниму башқа дөлитимизниң тәрәққиятида муһим роль атқуридиған мәсилиләрниң көтирилгәнлигини қәйт қилди. Мәсилән, «дүгләк үстәл» қатнашқучилири елимиздики парихорлуқниң көплигән утуқлиримизға кашила болуватқанлиғини ейтип, униң мәзкүр иттипаққиму өз тәсирини йәткүзүватқанлиғини йошурмиди. Сөзгә чиққан Бауыржан Жақып, Нұржан Қуантай, Ғалым Қалибекұлы, Бейбіт Сарыбай, Нұрдаулет Ақыш, Қансейіт Әбдезұлы, Қуандық Түменбай, Мырзан Кенжебай, Қали Сәрсенбай, Әділғазы Қайырбеков, Жұматай Құлиев, Әміржан Қосанов, Авут Мәсимов қатарлиқ язғучи-шаирлар, шундақла «Қазақ әдәбиеті» гезитиниң баш муһәррири, язғучи Дәурен Қуат, «Простор» журналиниң баш муһәррири Фархат Тамендаров вә башқилар өзлириниң ой-пикирлири билән ортақлашти. Тәкитләш лазимки, «дүгләк үстәл» давамида ейтилған барлиқ пикир-тәклипләр «Қазақ әдебиеті» гезитиниң новәттики санида толуқ елан қилинидиған болди.
Шундақла бу күни Қазақстан Язғучилар иттипақиниң рәиси Мереке Қулкенов сарыағашлиқ шаир Әбілсапар Тұрғынбайниң иттипаққа әза болғанлиғини вә балилар язғучиси Авут Мәсимовниң Қазақстан Язғучилар иттипақи рәисиниң уйғур әдәбияти бойичә мәслиһәтчиси болуп тайинланғанлиғини елан қилип, уларға мәхсус гуванамә тапшурди. 
 

685 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы