• Шеирлар
  • 16 Наурыз, 2024

Бу өмүр деңиз...

Камунар Қасимҗаноғли Турсунов (әдәбий тәхәллуси Қасимий) 1990-жили Панфилов наһийәсиниң Ават йезисида туғулған. «Илһам булиғи», «Яхшиларға беғишлаймән», «Нәғмә-нава нахшилар» топламлириниң вә йүздин ошуқ нахша мәтинлириниң муәллипи. 


Қушлар нидаси
Аңланмас болди хуш қушлар авази,
Солақлиқ охшайду улар қәпәзгә.
Бар болса дунияда бир адил қази,
Чиқарсун һөкүмни йезип қәғәзгә.

Тирикла жуңузлап қушларни наһәқ,
Бегуна җүҗиләр житим болмақта.
Қонғидәк уларға йоқ екән дәрәқ,
Қондиғи болмиғач қалди солақта.

Кечиси юлтузға, айға тәлмүрүп,
Хиялда йетәлмәй олтирар екән.
Ичидә қан жиғлап тешида күлүп,
Көзлирин яшларға толтурар екән.

Бир соал қийнаркән тапалмай җавап,
Немишкә солақлиқ чүшәнмәй өзи.
Учалмай асманға тартипту азап,
Қанити учлақлиқ, бағлақлиқ көзи.

Адиллиқ йеңиду бир күни һаман,
Қандақ қуш болсаңму үмүтни үзмә.
Дәртниңму чеки бар — болиду тамам,
Беғиңға яз келип, кәткәндә күзләр.

Шу чағда авазиң әркин аңлинар,
Угаңда хуш болуп сәнму ятарсән.
Булутлар қаридин аққа айлинар,
Орманда орнуңни қайта тапарсән.

Һаят еқими
Өтиду күнләр, өтмәйду демә,
Жүтиду адәм, жүтмәйду демә,
Бу өмүр деңиз, бирәвдә кемә,
Бирәвниң үзгән қейиғи бардур.

Бири сениңдин, көриду пайда,
Бири көтирип, чиқирар айға,
Бири иштирәр, чоңқурға сайға,
Һәркимниң аққан ериғи бардур.

Чин достни қийин, әслидә тапмақ,
Дилиңдин көйсәң, көриду ахмақ,
Болмиса әгәр, әдәп вә әхлақ,
Һәркимниң һәрхил, қилиғи бардур.

Биригә көйсәң, у саңа көймәс,
Жүрәктин сөйсәң, қәдриңни билмәс,
Дилиниң оти-гүлхини өчмәс,
Яндурған шундақ, чириғи бардур.

Өтүп бармақта, улишип күнләр,
Хиялға чөкүп, уйқисиз түнләр,
Тиз дәп мисрани, аңлинар үнләр,
Илһамниң қайнақ, булиғи бардур.

Йүзүңгә махтап, бири сөзләйду,
Нишани башқа, ишни көзләйду,
Немишкә инсан, шуни билмәйду,
Бәзи намәртниң, қувлуғи бардур.


Әслидә адәм, өзи таллайду,
Жүриги, көңли кимни халайду,
Бәзиләр сени жипсиз бағлайду,
Өмүрниң шундақ қармиғи бардур.

Маңиду бири, таллиған йолда,
Бири йениңда, бар болса қолда,
Тартмиғин уни, оңға вә солға,
Һәркимниң сизған сизиғи бардур.

Болмас нәрсигә тәгишип кәтмә,
Адашқанларни әгишип кәтмә,
Өз һаятиңни бир өзәң рәтлә,
Шу чағда һаят қизиғи бардур.


Хошнилар
Һәй, хошнилар, хошнилар,
Қандақ силәр яхшилар?
Һойлаңларда той болсун,
Җараңлисун нахшилар .
Хошнилирим силәрни,
Күндә көргүм келиду.
Яхши хошна зор бәхит,
Аллаһ өзи бериду.
Кочимиздин жираққа,
Көчүп кәткән һәркимгә.
Мениң ейтар бир сөзүм,
Силәр мениң қәлбимдә.
Мәлимизгә әзизләр,
Келип-келип туруңлар.
Яхшилиқ, хошаллиқта,
Аримизда жүрүңлар.
Бу һаятниң сири көп,
«Әтә» бизгә бир «Соал»
Жирақларда жүрсәкму,
Тепип жүримиз амал.
Сеғинимиз алтунлар,
Ана-жутни сөйгәнләр.
Мәҗбурлиғач бу һаят,
Жирақларда жүргәнләр.
Биллә ойнап чоң болған,
Кочамдики адашлар.
Назук чирай гүл йүзлүк,
Һәдә, сиңил жутдашлар.
Аман болуң һәрдайим,
Чөкмәңлар қайғу-ғәмгә.
Йениңларда хошна бар,
Тәйяр турған ярдәмгә.
Йол-йоруқни көрситип,
Һәммини үгәткәнләр.
Амал йоқтур бар бизниң,
Аримиздин кәткәнләр.
Дуа қилип шуларға,
Җәннәтләрни тиләйли.
Тил тәгмисун хошнилар,
Инақ өмүр сүрәйли.
Бу бәш күнлүк ялғанда,
Кимләр яшап кәтмиди.
Әл сориған ханларму,
Йүз әлликкә йәтмиди.
Хошна болсаң йөләк бол,
Хәлқим дегән бу һекмәт.
Өчмисун аримизда,
Һөрмәт, меһир-муһәббәт.
Ичтин чиққан мисралар,
Мончақ кәби тизилди.
Бу шеирим жүрәктин,
Хошниларға йезилди.
Ават жути мән үчүн,
Жүрәк муһтаҗ нәпәсқу.
Техи шаир болмидим,
Ичимдики һәвәс бу!
Дадам маңа һәрқачан,
Дәйдиған бир сөзи бар.
«Жутуң билән сән адәм,
Жутниң зеһин-көзи бар».
Һәркимниң жут тоғрилиқ,
Түгимисун ғәзили.
Жирақтики туққандин,
Хошнаң әсли әвзили!


Һәр инсанниң өзиниң көзқариши бар

Бу бәшкүнлүк тирикчилик һарвусиға,
Бәзи рази, бәзиләрниң налиси бар.
Шуниң үчүн һәммә йәрдә пикир талаш,
Һәр инсанниң өзиниң көзқариши бар.

Намәртләрниң яхшиларға ялиси бар,
Туз чачиду очуқ турған ярисиға.
Ялихорға бири халис, бири һәмдәм,
Һәр инсанниң өзиниң көзқариши бар.

Һәрнәрсиниң еқи бар һәм қариси бар,
Һәр кишиниң өзи таллаш «чариси» бар.
Адәмләрниң һәммисила охшаш әмәс,
Һәр инсанниң өзиниң көзқариши бар.

Қарап турсаң адәмләрниң арисида,
Күчлүги бар, қорққанчақ бар, данаси бар.
Бирақ уни һәммисила байқавәрмәс,
Һәр инсанниң өзиниң көзқариши бар.

Бәзиләрниң тарихларда қалғуси бар,
Бәзиләрниң өчмәс имза-тамғиси бар.
Бири ичтин титилиду, бири лалдур,
Һәр инсанниң өзиниң көзқариши бар.

Чүшиниш тәс адәмләрниң һәр иши бар,
Жүрәк, көңүл, қәлбләрниң халиши бар.
Бу һаяттниң еқимида һәрхил йолдур,
Һәр инсанниң өзиниң көзқариши бар...


Камунар ТУРСУНОВ.

228 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы