- Таза Қазақстан
- 08 Мамыр, 2024
Яш әвлатқа үлгә болди
«Таза Қазақстан» җумһурийәтик экологиялик акцияниң «Мөлдүр булақ» һәптилиги Қарасай наһийәсидә Жандосов йеза округиға қарашлиқ Шамалған дәриясиниң қирғиғида өткән шәнбилик билән башланди. Униңға наһийә һакими Жасулан Естенов, наһийә башқармилириниң хадимлири, ақсақаллар вә яшлар иштрак қилди.
Шәнбиликкә қатнашқан Жандосов йезисиниң ақсақили Кушали Асратовниң ейтишичә, наһийә рәһбәрлири вә йеза чоңлири яшларға үлгә көрсәтти. Әнди Жандосов йеза округи һакиминиң орунбасари Лаила Абилқаирова болса, пидаийлар, йеза округи аппаратиниң хадимлири турақлиқ рәвиштә дәрияни тазилап, аватлаштуруп келиватқанлиғини қәйт қилди. Умумән, бу шәнбиликкә 200 адәм қатнишип, 200 көчәт тикилди.
15 рет
көрсетілді0
пікір